Сәнъәткарниң җошқун һаяти.
«Уйғур авази» гезити 06.04.23
(Атақлиқ актер һәм режиссер Муһит Һезимовниң https://parvaz.kz/index.php/mukhit-izimov туғулғиниға — 70 жил) Даңлиқ язғучимиз Зордун Сабир «Мәрһум устаз Абдукерим Хоҗини әсләп...» намлиқ мақалисида: «...Өзиниң йеқимлиқ мүҗәз-хулқи билән башқиларниң қәлбидин орун алған адәмләр дуниядин мәңгүлүк узиғандин кейин, уларниң җисми вақитниң өтүши билән хирәлишип баридудә, ахири кишиләрниң хатирисидин көтирилип кетиду. Лекин мүҗәз-хулқи, пәзилитидин қалған бәлгүләрчу? Улар өлмәйду. Кишиләр билән биллә яшавериду», дәп йезипту. Бу сөзләрниң әмәлиятқа қанчилик уйғун екәнлигини аллиқачан билип йәткән болсамму, бүгүн туғулғиниға 70 жил толған кәсипдишимиз Муһит Һезимовни әсләп, униң мүҗәз-хулқи, пәзилитидин қалған бәлгүләр көз алдимда намайән болғанда, язғучиниң байиқи сөзлирини ихтиярсиз ядимға алдим. Мениң хатирәмдә мәрһумниң һәр күни күлкә, тәбәссүм йеғип турған меһирлик чирай тәкрарлиниду. Бу униң җисми әмәс, бәлки маңа ялдама болуп қалған пәзиләт бәлгүсидур. Қәдирдан кәсипдаш Муһит акиниң әйнә шундақ йоқалмас тәбәссүми билән өз обризини ядикар қалдуруп, аримиздин кетип қалғиниға бәш жил болди. Бу күнләрдә мән һәр қетим у сәһниләштүргән спектакльлар түгәп, залда гүлдүрас алқишлар яңриғанда, залға мәйүс бақимән. Мениң көзлирим тамашибин залидин йеқимлиқ бир кишини издәйду. У худди сәһнигә иллиқ чирайи, йеқимлиқ тәбәссүми билән чиқип келидиғандәкла қилиду. Мән залға тәлмүримән. Лекин сәһнигә у көтирилмәйду. Мән издигән сима залдиму, сәһнидиму көрүнмәйду. Биз, өткән әсирниң 80-жиллиридики студент яшлар, уни дәсләп пәқәт сәһнидила көрәттуқ. Һели есимдә...
Қолида қош тарини җараңлитип егиз бойлуқ, буғдай өңлүк, бом авазлиқ, қара қашлиқ, өткүр қарашлиридин чоңқур мәзмун, меһир, өзгичә миллий пурақниң һидини һәдийә қилғучи бу есил жигит ялғуз сиз билән муңдишиватқандәк нахша ейтатти. Нахша иҗра қилиш билән биллә, шеир-ғәзәлләр оқуп, өзини сәһнидә алаһидә әркин һис қилған һалда, залдики тамашибинға сир чекәтти, биринчи һәм мәңгүлүк муһәббәтни күйләтти. Сирлиқ муһәббәт, назук һис-туйғулар ипадиләнгән Шерәли Җораевниң репертуаридики нахшиларни у алаһидә иштияқ билән иҗра қилатти. Әҗайип һис-туйғуларға ғәриқ қилатти, дилларға мәлһәм берәтти. Әшу бир 80-жиллири биз, ташкәнтлик студентлар, Алмутидин кәлгән Уйғур театриниң гастрольлуқ паалийитини бәк қизиқип тамашә қилдуқ. Нахшилирини биз яқтуруп тиңшиған һелиқи сумбатлиқ жигит «Келинләр қозғилиңи» комедиясидә Пәрманбүвиниң кәнҗә оғлини, «Парасәтсиз тәхсирдики» хушхой, ашиқ жигит Ковьелни һәм «Тонуш кишиләр» һәзил-күлкә кечилигидә қизиқ-қизиқ миниатюриларни иҗра қилип, диққитимизни техиму рам қиливалди. Униң сәһнидики меңиш-туруши, өзигә бәкму яришидиған җараңлиқ күлкисигә мәһлия болуп, Уйғур театрида әшундақ һәртәрәплимә чирайлиқ актерниң нәқ мошу биз оқуватқан Ташкәнт сәнъәт институтиниң учумкари екәнлигидин вақип болған едуқ.
Муһит Һезимов... Бизниң бу сәньәткар билән тонушлуғимиз әйнә әшу гастрольда башланған. Аридин көп өтмәй, бизму Уйғур театрида паалийитимизни башлидуқ. Театр репертуаридики барлиқ спектакльларниң аммивий көрүнүшлиригә биз, яшлар, қатнишаттуқ. Әйнә шундақ спектакльларниң бири «Қыз-Жибектә» Муһит ака Төлеген ролини ойнатти. Шу жиллири Уйғур театриниң баш режиссери болған Қадыр Жетписбаев бу актерға алаһидә ишәнчә, һөрмәт билән өзи сәһниләштүргән барлиқ әсәрләрдә пәқәт баш һәм мурәккәп рольларни тапшуратти. Биз бу бәхитлик актерға һәвәс билән бақаттуқ. Чүнки актерлуқ кәсип — у бир беқинда, йәни режиссерға беқинидиған, өз алдиға иҗат қилалмайдиған кәсип. Әгәр режиссер сениң немигә қадир екәнлигиңни билмисә, сениң пәқәт өзәңгила хас маһаритиңни ечип берәлмисә, роль билән сени тәминләлмисә, демәк, ундақ театрда актер болуп ишләшниң һаҗитиму йоқ. Салаһийәтсиз режиссер башқурған театрдин дәрру кетиш керәк. Мошу турғидин Муһит ака ойниған «Қайғулуқ күнләрдики» рәһимсиз, қанхор Жанжорин, «Муқамчилардики» – салапәтлик, чоңқур билимлик, ойчан көзлирини жирақларға тиккән һалда тоғра пикир қилидиған Муқамчи, «Одиссейниң ғәзивидики» – өз сөйгүси үчүн һаятини набут қилған Анфино, «Бир яз, бир қиштики» – йеза жигити Мурат, «Ләйли-Мәҗнунда» сөйгү йолида тағу-ташларни кәзгән Мәҗнун (реж. Ш.Шаваев) — һәрқандақ актер арзу қилидиған әҗайип яхши рольлар еди. Театримизда қандақла яхши әсәр сәһниләштүрүлмисун, әң алди билән Муһит Һезимов баш рольларниң биригә чоқум тайинлинатти. Шуниң үчүн Жетписбаевниң Уйғур театрини тәрк етиши – алди билән Муһит Һезимов охшаш актер үчүн чоң йоқитиш болған еди. Муһит ака иккимизниң арисида болған сөһбәтләрдә у талай қетим бу һәқтә ечинишлиқ билән тәкитлигән. Шуниң үчүн болса керәк, у көп өтмәй, Т.Жүргенов намидики Қазақ Дөләт сәньәт академиясиниң режиссерларни тәйярлайдиған факультетини тамамлиди. Шу жиллири театримиз қайта қурулуш ишлири үчүн йепилип кәткинигә қаримай, бирқатар сәһнә әсәрлирини утуқлуқ сәһниләштүрди һәм у әсәрләр һәрхил театр фестивальлирида жуқури мукапатларға еришти. Режиссерлуқ билән биллә у актерлуқ паалийәтни та һаятиниң ахириғичә биллә елип маңди. Мошу турғидин түркиялик даңлиқ режиссер Исмет Хурмюзлю театримизда «Чәтәллик» драмисини сәһниләштүргәндә, спектакльдики асасий рольларниң бири Давагәр — Муһит акиға тапшурулди. Қолиға рававини тутқан Давагәр, спектакль давамида вәтән даваси, милләт даваси, тил давасини өткүр мәзмунлуқ шеир, нахшилири арқилиқ ипадиләп, спектакльни елип меңиши керәк еди.
Ата-ана өлүп, қанат қайрилса,
Жиғлар адәм икки-үч жил көп болса.
Билгин инсан, өмүрвайәт яш төкүп,
Өтәр кимки, Вәтинидин айрилса...
Шаир Хелил Һәмраевниң мошу рубайисини актерниң өзи спектакль лейтмотиви қилип алғини үчүн түрк режиссери Муһит акиниң алдида егилип тазим қилған еди. Чүнки бари-йоқи бу төрт мисра — «Чәтәллик» сәһнә әсәриниң маһийитини толуқлап, режиссерниң пүтүн мәхсәт, идеясини очуқ айдиңлаштуруп бәргән еди.
Муһит ака қириқ жилдин алқиған мол иҗадий паалийитидә миллий театрниң асаси пәқәт миллий драматургия екәнлигини толуқ һис қилған режиссер еди. Мошу кәң бошлуқни толтуруш йолида толиму мәшәқәтлик меһнәт сиңдүрди. Өз пәйтидә мәрһум Қурванҗан Мәңсүровниң «Өмәр Муһәммәдий» әсәри нәқ Муһит ака түпәйли сәһнә үзини көргән болса, Һакимҗан Гүлиев, Илахун Җәлилов, Махмут Абдрахманов, Дүрнәм Мәшүрованиң миллий драматургия саһасидики оңушлуқ қәдәмлири Муһит Һезимов түпәйли әмәлгә ашти. Драматург Әкрәм Әхмәтовму өзиниң «Махмут Қәшқәрий» тарихий әсәрини сәһниләштүрүшни нәқ Муһит акиға ишәш қилип тапшурди. Мошу мисалда у көптин бери өзи арзу қилған «Ғунчәм», «Гүлдәстә», «Сәргәндан» (Т.Тохтәмов) сәһнә әсәрлирини сәһниләштүрүп үлгәрди. Муһит ака уйғурниң дәрт-муңини, униң һәсрәтлик көз яшлириниң маһийитини, хошаллиқлирини, һаяҗанлирини, урпи-адәтлирини, миллий қәдрийәтлиримизни өзиниң пүткүл вуҗудиға, қан-қениға убдан сиңдүрүвалған режиссер болғачқа, у көпирәк шу өзимизниң миллий обризимизни намайән қилишқа толиму тиришип әмгәк қилди. Шуниң үчүн у өз тамашибиниға йеқин еди. Уни, қәйәрдила болмисун, мухлислири бәк яхши көрәтти, дәрру тонувалатти, униң билән иллиқ саламлишатти, театрниң иҗадийити һәққидә мулаһизә қилатти, соаллириға җавап издәтти, униң билән дост болушни халатти. Байиқи яхши спектакльлар тамашибинға һәр қетим һавалә қилинғанда, сәһнигә салмақлиқ қәдәм ташлап режиссер Муһит Һезимов көтириләтти, гүлдүрлигән алқишлар садасида униңға нисбәтән тамашибинниң чәксиз һөрмәт-еһтирами қучақ-қучақ гүлдәстиләр арқилиқ ипадилинәтти. Әйнә шу минутларда Муһит ака нәччә айлап тинмай издиниш, изтирап әләңгүлири қайнимида тартқан җапа-мәшәқәтлирини бирдинла унтуп, мийиғида күлүмсирәп, зални узақ күзитәтти...
Миллий драматургиямиз билән биллә, тамашибинни ойландурған, тәшвишләндүргән, болупму яшлар тәрбийиси диққәт-мәркизигә нишан болған өткүр сюжетлиқ бир түркүм тәрҗимә әсәрләрниму сәһниләштүрүп үлгәрди. У әсәрләрниң бесим көпчилигини иккимиз һәмкарлиқта ишләп, тамашибинға һәдийә қилған едуқ. Муһит ака уйғур тамашибининиң қәлбини чүшинидиған һәқиқий режиссер еди. Һелиму есимдә, Лутпулла Мутәллипниң туғулғининиң 80 жиллиғиға беғишлап язғучи М.Зулпиқаров қәлимигә мәнсүп әсәрниң сәһнә вариантини яздим. Қоюлумдики баш қәһриман ролини у, немишкиду, актерларға әмәс, бәлки нахшичи Нуралим Варисовқа тапшурди. «...Нуралимниң авазидики һечкимгә охшимайдиған бир муң қулиғим түвидә дайим аңлиниду. Мутәллип нахшилирини пәқәт Нуралим бабиға йәткүзүп ейтиду, демәк, у рольниң һөддисидинму чоқум чиқиду», дәп Нуралим билән һәрбир сәһнини зерикмәй, һардим-талдим демәй, тинимсиз ишлигән. Мошу җәһәттин «Цыган серенадиси» намлиқ әсәрни сәһниләштүргәндә, өзи қазақ хәлқиниң бүйүк композитори, «Вальс короли» Шәмши Қалдаяқовниң ролини ойниди. Сиртқи көрүнүши җәһәттин Муһит ака өзиму Қалдаяқовқа охшап кетәтти. Цыган қизи Изольданиң ролини уссулчи Зоһра Кәримоваға ишәш қилип тапшурди. Мәзкүр спектакль репертуаримиздики әң утуқлуқ чиққан сәһнә әсәрлириниң қатаридин орун алди. Бу, әлвәттә, режиссер билән һәмкарлиқта ишлигән Зоһраниң чоң утуғи болди. Спектакль һәққидә Есмухан Обаев, Талғат Тименов, Әширбек Сығаев охшаш елимизниң атақлиқ режиссерлири, театр тәнқитчилири өзлириниң иллиқ пикирлирини мәтбуат арқилиқ чоң мақалиларни йезип, апирин әйлигән. Сәһнигә коллективни тәбрикләп көтирилгән атақлиқ театр тәнқитчиси Әширбек Сығаев һаяҗан илкидә: «...Муһит Һезимов пәқәт мошу Шәмши роли биләнла жуқури атақ унванни елишқа мунасип», дегән еди. Муһит ака «Король Лир» паҗиәсидики (реж. Я.Шәмиев) Лир падишасиниң йүксәк обризини яратқандиму, көпчилик: «...Муһит Һезимов пәқәт мошу Лир падишаси обризи үчүнла жуқури атаққа лайиқ!», дейишкән... Мундақ чағларда у қин-қиниға патмай, худди кичик балидәк, хошал болуп кетәтти. Амма һәммимиз толиму узақ күткән жуқури атақ сәнъәткарға, әпсус, несип болмиди. Туюқсиз кәлгән әҗәл барлиқ арзу-истәклири, мәхсәтлири билән биллила Муһит акини аримиздин жулуп елип кәтти. Худди самадики сақиған юлтуз кәби көчтидә, кәтти...
Режиссер М.Һезимов, иҗадий издиниш, үгиниш, тәҗрибә топлаш мәхситидә, 2010-жили Қазақстан Мәдәнийәт министрлигиниң йолланмиси билән Россияниң Москва, Санкт-Петербург шәһәрлиридә болуп қайтқан. Уйғур театриниң тарихида биринчи болуп уйғур режиссери Муһит Һезимов Өскәмән, Шәмәй қатарлиқ вилайәтлик қазақ театрлири сәһнилиридә бирқатар спектакльларни сәһниләштүрди. Тинимсиз сәнъәткар театрдин башқа, телевизия, кино саһасидиму үнүмлүк меһнәт қилип, «Байқоңыр», «Жерұйық», «Шиза» фильмлирида һәрхил рольларниму иҗра қилған.
Муһит ака оғли Ваһитни өйләп, нәврилик болушни бәкму арзу қилидиған. Йеқинда у арзулиған қиз нәврисиму дунияға көз ачти. Биз, дост-ярәнләр, хуш хәвәрни аңлап, хошаллиқ билән Муһит акиниң рәпиқиси – кәсипдишимиз Роза Бәхтибаевани мәккәм қучақлап тәбриклидуқ. Һаят мана мошундақ давам қиливатиду. Биз Муһит акини сеғиндуқ, у яратқан қайтиланмас образларни, униң өзини бәк сеғиндуқ. Һаятниң талай зәрбилирини өз бешидин өткүзгән, бу алдамчи дунияға, адәмләргә ашиқ болуп яшиған «дехан балисини» сеғиндуқ. Униң пәқәт өзигила яришидиған шох чақчақлирини сеғиндуқ...
Гүлбаһар НАСИРОВА,
Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик
дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри Әдәбият
бөлүминиң башлиғи.
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/49011