Йеқинда Уйғур театрида атақлиқ шаир, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Шөмишбай Сариевниң уйғур тилиға тәрҗимә қилинған «Дунияни ашиқ көздә қаратсам...» намлиқ китавиниң тонуштуруш мәрасими болуп өтті. Мәзкүр китап Дилмурат Баһаровниң тәшәббуси билән шаир Иминҗан Тохтияров тәрипидин уйғур тилиға тәрҗимә қилинди. Шөмишбай аға – пәқәт нахша мәтинлирини йезиш билән шуғуллинипла қалмай, илим-пән дуниясида әдәбият саһасини тәтқиқ қилған алимларниң бири.